әрдоған чәркәс сүргүни мунасивити билән байанат елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған чәркәс сүргүниниң 156 – йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

1421629
әрдоған чәркәс сүргүни мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «ана вәтәнлиридин сүргүн қилинишиниң 156 – йиллиқи мунасивити билән чәркәс қериндашлиримизниң дәрд – әләмлирини ортақлишимән, бу җәрйанда һайатидин айрилғанларға йәнә бир қетим аллаһ тааладин рәһмәт тиләймән.»

инсанийәт тарихидин «қара дағ» сүпитидә орун алған чәркәс сүргүни (1864 – йили 21 – май), чар русийәниң чәркәс хәлқини кавказ районидин сүргүн қилишиға берилгән исимдур.

түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи мустафа шәнтупму, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «1864 – йили 21 – май күни миңларчә аилә әр – айал, қери – йаш вә бала демәстин қәтл қилинди, бир милйондин артуқ чәркәс ана йуртидин сүргүн қилинди. бүйүк чәркәс сүргүниниң 156 – йиллиқи мунасивити билән бу дәрд – әләмни ортақлишимән, сүргүн җәрйанида һайатидин айрилған барлиқ чәркәс қериндашлиримизға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر