түркийә 5 дөләтниң шәрқий ақдеңиз вә ливийә тоғрисидики байанатиға наразилиқ билдүрди

түркийә, мисир, гиретсийә, қибрис рим даирилири, фирансийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бирләшмә байанатиға наразилиқ билдүрди.

1415521
түркийә 5 дөләтниң шәрқий ақдеңиз вә ливийә тоғрисидики байанатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, гиретсийә, қибрис рим даирилири, фирансийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ бәш дөләтниң бирләшмә байанатиға алақидар бир соалға йазма һаләттә җаваб қайтуруп, «гиретсийә, қибрис рим даирилири, фирансийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министирлириниң бүгүн шәрқий ақдеңиз (шәрқий оттура деңиз) вә ливийә мәсилиси тоғрисида елан қилған бирләшмә байанати, йолға қойған сийасәтлири арқилиқ район характерлик қалаймиқанчилиқ вә муқимсизлиқ йаритишниң арқисида чепиватқан, хәлқләрниң демократийә үмидлирини исйанчи дикаториларниң бипәрваларчә һуҗумлириға қурбан қиливетишта мәсилә йоқ дәп қарайдиған, әмма пиланлири түркийә тәрипидин бузуп ташланғинида үмидсизликкә дучар болидиған бир түркүм дөләтләрниң икки йүзлимичиликиниң ибрәтлик үлгисидур» деди.

гиретсийә вә қибрис рим даирилириниң шәрқий ақдеңиз мәсилисидә түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийти билән дийалог орнитишниң орниға мәсилә билән алақиси болмиған район сиртидики актийорлардин мәдәт күтүшиниң, беқинди вә мустәмликичи логикиниң мәһсулидин башқа нәрсә әмәсликини әскәрткән ақсой, түркийәниң хәлқара қанунни асас қилған йоллуқ мәнпәәтлирини қоғдаш йолида ташлиған қәдәмлириниң наһәқ вә қанунсиз сәвәбләр билән бурмилинишиға қәтий йол қойулмайдиғанлиқиға ишарәт қилди.

у, бу әһвалниң мисир үчүнму күчкә игә икәнликини, бу дөләт рәһбәрлириниң өз хәлқиниң мәнпәәтлирини вә хәлқини қоғдаштин аллиқачан ваз кәчкәндәк көрүнүватқанлиқиға ишарәт қилди вә сөзини давамлаштуруп, «шәрқий ақдеңиз билән һечқандақ алақиси болмиған әрәб бирләшмә хәлипиликини башқа дөләтләр билән бир җайға җәм қилған амил түркийә дүшмәнликидин башқа нәрсә әмәс. бу дөләтниң һәм бизгә һәм ливийәгә мунасивәтлик өтмүши ениқтур» дегәнләрни қәйт қилди.

мисир, әрәб бирләшмә хәлипилики, гиретсийә, қибрис рим даирилири вә фирансийә ливийәниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң лидери хәлифә һафтәр қармиқидики қораллиқ унсурларниң һуҗумлирида һайатидин айрилған пуқраларға ишарәт қилмастинла, «ливийәдики тәрәпләрни уруш тохтитишқа чақирған» иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر