сүрийәлик йаш түркийәдә оператсийә қилиниду

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи, оператсийә қилиниши зөрүр болуп қалған сүрийәлик бир йашни түркийәгә елип келип сәһийә хадимлириға тапшурди.

1410812
сүрийәлик йаш түркийәдә оператсийә қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи, меңисидики өсмә сәвәбидин оператсийә қилиниши зөрүр болуп қалған сүрийәлик (сүрийәниң идлиб шәһиридә йашайдиған) бир йашниң хатайға елип келинип дохтурларға тапшурулғанлиқини уқтурди.

ички ишлар министирлиқиниң тивиттер адресида һәмбәһрләнгән учурида, «меңисидики өсмә түпәйли дәрһал оператсийә қилиниши керәк болған идлиблиқ әһмәдни хатайға елип келип, сәһийә хадимлиримизға тапшурдуқ. тез шипалиқлар тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر