184 сүрийә әскири бир тәрәп қилинди
түрийәниң идлиб районида җәмийәт аманлиқи сақлаш мәқситидә түркийә армийәси тәрипидин елип бериливатқан « һәрбий һәрикити» дә йеқинқи 24 саәт ичидә 184 сүрийә әскири бир тәрәп қилинди.
1372344
![184 сүрийә әскири бир тәрәп қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/e507/cc8f/5ef8/5e60a4446cb60.jpg?time=1718060928)
түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «түн бойи қуруқлуқ һәм һавадин давамлашқан <баһар қалқини> һәрбий һәрикитидә йеқинқи 24 саәт ичидә 4 танка, 5 топ, 3 танка етиш системиси, 2 дочка типлиқ қорал – йарағлар қачиланған пикап, 2 биронивик йәр билән йәксан қиливетилди, 184 сүрийә әскири бир тәрәп қилинди.»