чәлик баһар қалқини һәрбий һәрикити тоғрисида байанат бәрди

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик, түркийәниң қанун даисиридә чегралирини вә пуқралирини қоғдаш, хәвпләрни бир тәрәп қилиш үчүн зәрбә бериш һәрикәтлирини елип бериватқанлиқини ейтти.

1370675
чәлик баһар қалқини һәрбий һәрикити тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: өмәр чәлик партийәсиниң мәркизи иҗраийә комитети йиғинидин кейин партийә мәркизий бинасида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

партийә мәркизи иҗраийә комитети йиғининиң әң муһим темисини «баһар қалқини һәрбий һәрикити» билән бирликтә оттуриға чиққан өзгиришләр тәшкил қилғанлиқини билдүргән чәлик, бәшшар әсәд һакимийити күчлириниң һуҗумида шеһит болған әскәрләргә аллаһтин рәһмәт, йаридарларға шипалиқ тилиди.

шеһит җиназилиридики аилиләрниң қәддини тик тутуп турушлириниң, вәтән – милләт үчүн қилған дуалириниң өмүрлүк йол көрсәткүчи сүпитидә диллирида наһайити муһим орунға игә икәнликини әскәрткән чәлик, «(сүрийәдә) шеһит (болған әскәрләрниң) аилилиримизгә шуларни дейишни халаймиз؛ қәһриман шеһитлиримизниң хатирилирини, әслимилирини мәңгү әқлимиздә вә қәлбимиздә сақлаймиз» деди.

бәшшар әсәд һакимийити күчлириниң һуҗумлириға әң еғир шәкилдә инкас қайтурулғанлиқини вә қайтурушниң давамлишидиғанлиқини билдүргән чәлик, түркийә армийәсиниң райондики мәвҗутлуқиниң толуқ йоллуқ икәнлкигә ишарәт қилип өтти.

өмәр чәлик, түркийәниң, чеграси бойида бир террор дөлити қуруш урунушлириға қарита барлиқ қануний усуллардин пайдилинип, игилик һоқуққа игә дөләтләр риайә қилиши керәк болған қанунийлиқ даирисидә чегралирини вә пуқралирини қоғдаш, хәвпләрни бир тәрәп қилиш үчүн һәрикәтләрни елип бериватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر