чавушоғлу «баһар қалқини» арқилиқ хаин қолларни сундуридиғанлиқлирини ейтти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу «баһар қалқини һәрбий һәрикити» арқилиқ түркийә байриқиға созулған барлиқ хаин қолларни сундуруп ташлайдиғанлиқлирини билдүрди.

1369666
чавушоғлу «баһар қалқини» арқилиқ хаин қолларни сундуридиғанлиқлирини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу твиттерда 27-феврал (2020) сүрийәниң идлиб районида вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумдин кейин башланған «баһар қалқини һәрбий һәрикити» тоғрисида байанат елан қилди.

у: «фират қалқини, зәйтун шехи, тинчлиқ булиқи вә әмдиликтә башланған баһар қалқини һәрбий һәрикити билән байриқимизға созулған барлиқ хаин қолларни сундуруп ташлаймиз. аллаһ ай йултузниң шан-шәрипи үчүн педакарлиқ көрсәткән қәһриманлиримизни қоғдиғай» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر