хулуси ақар: идлибтики «баһар қалқини» һәрикитимиз ғәлибилик давамлашмақта

дөләт мудапиә министири хулуси ақар 27 – февралда сүрийәниң идлиб шәһиридә әскәрлиримизгә қилинған иплас һуҗумниң арқиисдинла башланған «баһар қалқини» һәрикитиниң ғәлибилик һалда давамлишиватқанлиқини ейтти.

1369397
хулуси ақар: идлибтики «баһар қалқини» һәрикитимиз ғәлибилик давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар: «бүгүнгә қәдәр 1 данә учуқучисиз айропилан, 8 тик учар айропилан, 103 танка, 72 топ вә көп норлуқ ракита атар вә 3 һава мудапиә системиси битчит қилинди һәмдә 2212 нәпәр әсәд әскири уҗуқтурулди» деди. 

хулуси ақар йәнә: «русийә билән уруш қилиш дегәндәк нийитимиз йаки мәқситимиз йоқ. нийитимиз әсәд қәтлиамини тохтитиш, радикаллишиш вә көчмәнләр долқунининиң алдини елиштур. русийәдин күтидиғинимиз؛ әсәд қисимлирниң һуҗумлирини тохтитип, сочи келишимидә бәлгиләнгән чегра даирисигә чекиниши үчүн өз тәсирини ишлитишидур» дегәнләрниму сөзлиригә илавә қилди.

хулуси ақар: «идлибтики түркийә армийәсиниң көзитиш ноқтилири вә истиһкамлириға қилинған һуҗумларға қарита қанунлуқ мудапиәлиниш даириисидә, тегишлик җаваб қайтуридиғанлиқимиздин һеч киши гуманланмисун!» дегәнләрни тәкитләп, «қанунлуқ мудапиә даирисидә бизниң нишанимиз пәқәтла армийәмизгә һуҗум қилған әсәд қисимлири вә унсурлиридин ибарәт болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر