қорал-йарағлар бесилған аптомобиллар идлибқа қарап маңди

түркийә армийәси сүрийәниң идлиб шәһиридики көзитиш нуқтилириға йирақ мусапилиқ зәмбирәк, танка, һәрбий аптомобил вә башқа қорал-йарағларни әвәтти.

1360769
қорал-йарағлар бесилған аптомобиллар идлибқа қарап маңди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң охшимиған һәрбий қисимлиридин әвәтилгән йирақ мусапилиқ зәмбирәк, танка, һәрбий аптомобилларни өз ичигә қорал-йарағларни тошуған 150 йүк аптомобилидин тәркип тапқан әтрәт, һатайниң рәйһанли наһийәсигә қарап йолға чиқти.

қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астидики аптомобил әтрити, идлибтики көзитиш нуқтилириға йетип бериш үчүн һәрикәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر