түркийә пуқралирини моңғулийәгә сайаһәт қилмаслиқ тоғрулуқ агаһландурди

түркийә пуқралирини вухән вируси сәвәбидин моңғулийәгә сайаһәт қилмаслиқ тоғрулуқ агаһландурди.

1351252
түркийә пуқралирини моңғулийәгә сайаһәт қилмаслиқ тоғрулуқ агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә чиқирилған агаһландурушта әскәртилишичә, моңғулийә даирилири хитай билән мунасивәтлири вә өзара сайаһәтлири қойуқ болған хитайда оттуриға чиққан вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вирус билән йуқумланған өпкә йаллуғи вируси)  сәвәбидин «хитай моңғулийәгә нисбәтән интайин хәтәрлик» дәп қарайдикән.

моңғулийәдә вухән вирусиға тақабил туруш мәқситидә дөләт миқйасида һәрқайси мәктәпләрниң 2 – мартқичә тақалғанлиқи, уланбаторда кинохана, тийатирхана, торхана, үсти йепиқ ойун бағчилири вә йиғин заллири қатарлиқ орунларни тақаш тоғрулуқ қарар чиқирилғанлиқи, уланбатор вә башқа бир қисим шәһәрләрдә һава булғинишиниң вухән вируси вә кесәлликләрниң техиму кәң тарқилип кетишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқи тәкитләнгән агаһландурушта, моңғулийәдики сәһийә орунлириниң вухән вирусиға тақабил туруш имканийәтлириниң интайин чәклик икәнлики, шуңа моңғулийәгә сайаһәт қилишни пиланлаватқан түркийә пуқралириниң бу нуқтиларға алаһидә диққәт қилиши лазимлиқи әскәртилгән. моңғулийәдә тән саламәтлик җәһәттин бирәр келишмәсликкә йолуққан түркийә пуқралириниң түркийәниң  уланбатор баш әлчиханиси билән «+976 9468 14 01» телефон номури арқилиқ алақиләшсә болидиғанлиқи қәйт қилинған.

моңғулийә 27 – йанвар күни вухән вируси сәвәбидин хитай билән моңғулийә оттурисидики чегра еғизиниң тақалғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر