миллий сүний һәмраһ хәвәрлишиш системиси синақтин өтти

йәрлик вә миллий сүний һәмраһ хәвәрлишиш системиси мувәппәқийәтлик һалда синақтин өтти.

1331023
миллий сүний һәмраһ хәвәрлишиш системиси синақтин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә авийатсийә вә аләм қатниши пай чәклик ширкити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, шркәтниң шерики болған CTECH  гуруһи тәрипидин ишләпчиқирилған вә «әнқа» системилири билән бир гәвдиләштүрүлгән йәрлик һәм миллий сүний һәмраһ хәвәрлишиш системисини синақ қилиш хизмәтлири мувәппәқийәтлик һалда тамамланған. бу арқилиқ «әнқа» системисиниң төвән қатлам системилирини миллийләштүрүш пиланиму мувәппәқийәтлик һалда орундалған.

байанатта тәкитлинишичә, сүний һәмраһ хәвәрлишиш системиси, түркийә авийатсийә вә аләм қатниши пай чәклик ширкити өз мәбләғлиригә тайинип 17 айда ишләпчиқарған « AKSUNGUR » намлиқ учқучисиз һава аппарати үчүнму ишлитилиши нишан қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر