террорлуқ тәшкилатидин қачқан икки террорист тәслим болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ға әза икки террорист сүрийәниң шималида қорал-йарағлири вә оқ дорилири билән, суручтики түркийәниң чегра қаравулханисиға қечип келип тәслим болди.

1320969
террорлуқ тәшкилатидин қачқан икки террорист тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики байатида, террорлуқ тәшкилати п к к дин қечип чиқишларниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, п к к|й п г ға әза икки террористниң сүрийәниң шималида қорал-йарағлири вә оқ дорилири билән шанлиурфаниң суруч наһийәси чегра қаравулханисиға қечип келип тәслим болғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر