җумһур рәис әрдоған шанлиурфадики һәрикәт мәркизини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шанлиурфадики һәрикәт мәркизини зийарәт қилди.

1299341
җумһур рәис әрдоған шанлиурфадики һәрикәт мәркизини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған бүгүн шанлиурфаға берип, у йәрдики 20 – бироневиклик қисимлар биригадасини йоқлиди. арқидин шанлиурфадики қуруқлуқ армийә қоманданлиқи йуқири сәвийәлик бирләшмә һәрикәт мәркизигә берип, сүрийәниң шималида террорчиларға қарши елип бериливатқан тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити тоғрисида мәлумат игилиди.

шанлиурфа валийлиқ мәһкимисидиму зийарәттә болғанниң әрдоғанниң ақчақәлә дөләт дохтурханисиға берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң сүрийәниң тәл абйад наһийәсидә садир қилған һуҗумида йариланғанлардин һал – әһвал сорайдиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر