һаккарида икки террорчи бир тәрәп қилинди

һаккари вилайәтлик жандарма қоманданлиқи билән миллий истихбарат тәшкилати бирликтә зәрбә бериш һәрикити елип барди.

1272166
һаккарида икки террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға қариғанда, ички бихәтәрликни капаләткә игә қилиш даирисидә һаккари тағлиқ районида вилайәтлик жандарма қоманданлиқи билән миллий истихбарат тәшкилати һәмкарлишип елип барған зәрбә бериш һәрикитидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң икки әзаси бир тәрәп қилинған.

байанатта, райондики зәрбә бериш һәрикәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر