әрдоған: күришимизни қәтий давамлаштуримиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған террорлуққа қарши күрәшни қәтий давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

1269163
әрдоған: күришимизни қәтий давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәптаййип әрдоған истанбулда җүмә намизидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у түнүгүн (12-сентәбир) террорлуқ тәшкилат п к к ниң дийарбакирда пуқраларға бомба һуҗуми қилғанлиқини әйибләп: «аллаһ шеһитлиримизға рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ ата қилсун. шеһит аилилири билән көрүштүм. улар <биз йиллардин буйан қәбилә болуш сүпитимиздә көп шеһит бәрдуқ, булар бизни кәйнимизгә йандурулмайду> деди. бу күришимизни қәтий давамлаштуримиз. түркийә җумһурийити болуш сүпитимиз билән, бу ишниң үстидин ғалип келидиғанлиқиға ишинимән» деди.

у: «һуҗумға мунасивәтлик хәлқләрниң демократик партийәсидин тутулғанлар бар, буниңдин башқа йәнә тутушлар болиду, дәп ойлимаймән» деди.

у дийарбакирда пәрзәнтлири п к к тәрипидин тағқа елип қечилған аниларни қоллайдиғанлиқидин бешарәт берип, дөләтниң у аниларни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

у сүрийәниң нөвәттики вәзийити үстидиму тохталди. у мундақ деди:

«сүрийә йиғини бир мусапә. сочида башланди, әнқәрә вә теһранда давамлашти. бундин кейин сочи вә әнқәрәдә давамлаштуримиз. бу йиғинда, идлибниң вәзийитини музакирә қилимиз. көзитиш нуқтилирини өз ичигә алған һалда районниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилип, террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш билән бу мусапини давамлаштуримиз.»

у сүрийәниң шималида бихәтәр район тәсис қилиш хизмәтлири һәққидиму тохталди. у: «бирләшмә қисимниң хизмәтлири бар, улар биләнму көрүшүватимиз. армийәмиз рәһбәрлири американиң мунасивәтлик кишилири билән америка пирезиденти доналд трамп бундин бурун ейтқан кәңлики 20 миллиқ райондики хизмәтлиримиз һәққидә көрүшти. көрүшүштә бәзи нуқтилар һасил қилинди. тик учарлиримиз бирликтә чарлаватиду. американиң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п й д|й п г|п к к ға қарши позитсийәсини муһим дәп қараймиз. әмма, биз һазирғичә үмид қилған позитсийәни көрәлмидуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر