һаккарида 6 террорчи уҗуқтурулди

һаккариниң шәмдинли наһийәси әтрапида жандарма қисимлири тәрипидин елип берилған һәрикәт даирисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әза 6 террорчи уҗуқтурулди.

1253884
һаккарида 6 террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: шәмдинли наһийәси әтрапида вилайәтлик жандарма алаһидә һәрикәт вә камандо қисимлири әтрити һәм һавадин, һәм қуруқлуқтин тәң зәрбә бериш һәрикти башлиди. һәрикәттә 6 террорчи уҗуқтурулди.

террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш авшин бәсйан чачәла гурупписи икәнлики ениқланған террорчиларниң йеқинқи бир йил ичидә давулҗу чоқуси райониға ракитамийут етип һуҗум қилған вә һәр хил башқа һуҗумлар билән шуғулланғанлиқи билдүрүлди.

йүксәк ова наһийәсигә қарашлиқ йешил дәрә районида болса, п к к террорчилириниң қоғдиғучилар понкитиға һуҗум қилғанлиқи һәмдә дағлиҗа йүксәкова наһийәси оттурисидики йолда һәрбий аптомобилларға һуҗум қилиштин сирт, бу қетим йәнә 16авғуст күни дүз тәпә райониға ракитамийут атқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر