шанлиурфаға ракетамийот чүшти

сүрийә тәрипидин етилған дәп қариливатқан икки ракетамийоттин бириниң шанлиурфаниң җәйланпнар наһийәсидики бир өйниң өгзисигә чүшүши нәтиҗисидә бири бала болуп, 6 киши йариланди.

1240659
шанлиурфаға ракетамийот чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «сүрийә тәрипидин етилған дәп қариливатқан икки ракетамийоттин бириниң шанлиурфаниң җәйланпнар наһийәсидики бир өйниң өгзисигә чүшүши нәтиҗисидә бири бала болуп, 6 киши йариланди. йаридарлар җәйланпинар дөләтлик дохтурханисиға орунлаштурулди. буниңға, чегра районимиздики еғир типлиқ қорал – йарағлар арқилиқ қанунлуқ қоғдиниш һоқуқи даирисидә тегишлик җаваб қайтурулди. җүмлидин, сүрийә тәрипидә алдин ениқлап чиқилған 7 нишан йәр билән йәксан қиливетилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر