«с - 400 » қачиланған 16 – айропилан әнқәрәгә кәлди

түркийә русийәдин сетивалған «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси қачиланған 16 – йүк  айропилани пайтәхт әнқәрәдики муртәд айродурумиға қонди.

1238216
«с - 400 » қачиланған 16 – айропилан әнқәрәгә кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системисини түркийәгә тапшуруп бериш басқучи  7 – күнигә қәдәм қойғанда пилан бойичә давамлашмақта. бу даиридә  «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси қачиланған 15 – йүк  айропилани пайтәхт әнқәрәдики муртәд айродурумиға қонди.

системиниң парчилири муртәд айродурумидики мәхсус айропилан искилатида алаһидә қоғдалмақта.

«400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системисини түркийәгә тапшуруп бериш хизмити үч басқучта тамамлиниду.

системиниң башқурулидиған бомба қисми деңиз йоли арқилиқ кәлтүрүлиду. парчилар қураштурулғандин кейин орунлаштурулидиған җайға әвәтилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر