түркийә немә үчүн русийәдин башқурулидиған бомба сетивалиду?

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу американиң «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба сетиш тоғрисида капалити йоқлуқини, шуңа сатмиса русийәдин «S-400» сетивелиниши мумкинликини ейтти.

1180768
түркийә немә үчүн русийәдин башқурулидиған бомба сетивалиду?

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири бир хусусий телевизийә қанилида байанат елан қилип, өткән һәптидики америка зийаритидә, түркийәниң немә үчүн «S-400» сетивелишқа мәҗбур икәнликини чүшәндүргәндин кейин, америкалиқ мәсулларниң «ишниң бундақ икәнликини билмәйттуқ» дегәнликини билдүрди.

у түркийәниң «S-400» сетивелишиниң нато әзалиқиға зит әмәсликини әскәртип, натоға әза бәзи дөләтләрдә «S-300» барлиқини хатириләтти.

у «S-400» ләрниң «F-35» ләргә тәһдит шәкилләндүридиғанлиқи тоғрисидики қарашлар үстидә тохталди. у түркийәниң америкаға «S-400» ләрни бирликтә тәкшүрүш тәклипини сунғанлиқини ейтти. у мундақ деди:

«мутәхәссисләрдин тәшкилләнгән бир тәкшүрүш гурупписи қурайли вә бу гуруппа < F-35> қатарлиқ башқа нато системилириға тәһдит шәкилләндүрәмду, йоқму, буни тәкшүрәйли дедуқ. түркийәниң контроллуқида болидиған бир система қандақларчә тәһдит пәйда қилсун. техника һәйити тәклипимизгә һазирчә җаваб кәлмиди.»

у түркийәниң игилик һоқуқлуқ дөләт икәнликини, қарарлирини өзиниң беридиғанлиқини тәкитләп, американиң тохтимай ембарго тоғрисида гәп қилғанлиқини билдүрди. у: «иттипақдашлиқимизға зийан салған улардур. улар террорлуқ тәшкилати (й п г|п к к) билән һәмкарлиқ орнитип, иттипақдашлиқимизға зийан салди» деди.

у америка ташқи ишлар министири майк помпейониң американиң түркийәгә «вәтәнпәрвәр» сетиш капалитиниң йоқлуқини ейтқанлиқини әскәртти вә мундақ деди:

«америка <вәтәнпәрвәр> сатса алимиз, әгәр сатмиса иккинчи < S-400> йаки башқа һава қалқан системиси сетивелишимиз мумкин. бирақ, бизниң җиддий еһтийаҗимиз бар, туруватқан йеримиз гүл бағчиси әмәс.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر