түркийә мозамбикқа йардәм қолини сунди

түркийә боран - чапқун вә су апәтлириниң еғир зәрбисигә учриған мозамбикқа йардәм қолини сунди.

1173268
түркийә мозамбикқа йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси мозамбиктики палакәтниң әң еғир зәрбисигә учриған шәһәр һесаблинидиған бериа әтрапидики ниһаматанда талапәткә учриғанларға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини тарқитип бәрди.

инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини тарқитип бериш үчүн өткүзүлгән мурасимға, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси рәһбәрлиридин сирт йәнә, җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи билән сәһийә министирлиқиниң хадимлириму қатнашти.

игилинишичә, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири ичидики 600 болақ тазилиқ материйаллири арқилиқ район хәлқини холера қатарлиқ йуқумлуқ кесәлликләрндин қоғдаш нишан қилинмақта икән.

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси буниңдин башқа йәнә, район хәлқигә йемәк - ичмәк җәһәттинму йардәм қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر