түркийә мусулға йардәм қилди

түркийә ирақниң мусул шәһиридики издәш - қутқузуш паалийәтлиригә йардәм бериш үчүн 20 кишилик бир әтрәт әвәтти.

1173271
түркийә мусулға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз армийәси қоманданлиқ иштабидин 20 кишидин тәшкил тапқан ғәввас әтрити, мусулда «диҗлә дәрйаси» бойида йүз бәргән кечик кемиси қазасида йоқап кәткәнләрни издәш - қутқузуш паалийәтлиригә йардәм бериш үчүн районға кәтти.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «мусулда 21 – март күни <диҗлә дәрйаси> бойида йүз бәргән кечик кемиси қазасида йоқап кәткәнләрни издәш - қутқузуш паалийәтлиригә йардәм бериш үчүн, деңиз армийәси қоманданлиқ иштабидин 20 кишидин тәшкил тапқан ғәввас әтрити мәхсус айропилан билән районға кәтти.»

мусул шәһиридә «диҗлә дәрйаси» бойида йүз бәргән кечик кемисиниң чөкүп кетиши нәтиҗисидә 85 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر