түркийә ираққа тәзийә билдүрди

түркийә ирақниң мусул шәһиридики кечик кемиси вәқәсидә һайатидин айрилғанлар үчүн ираққа тәзийә билдүрди.

1168841
түркийә ираққа тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ирақниң мусул шәһиридә <диҗдә дәрйаси> саһиллирида бир кечик кемисиниң көмтүрүлүп кетиши нәтиҗисидә көп сандики ирақлиқ қериндашлиримизниң һайатидин айрилғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ, вәқәдә қаза қилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш дөләт ирақ хәлқигә тәзийә билдүримиз.»

ирақниң мусул шәһиридики кечик кемиси вәқәсидә 71 киши һайатидин айрилғаниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر