«сайлам нәтиҗилиригә һөрмәт қилмаслиқ демократийәгә һөрмәт қилмаслиқтур»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сайлам нәтиҗилиригә һөрмәт қилмаслиқниң демократийәгә һөрмәтсизлик болидиғанлиқини билдүрди.

1132735
«сайлам нәтиҗилиригә һөрмәт қилмаслиқ демократийәгә һөрмәт қилмаслиқтур»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, венезуелада мәйданға кәлгән һәрбий-сийасий өзгиришкә наразилиқ билдүрди.

әрдоған: сайлам сандуқидин чиққан нәтиҗиләргә һөрмәт қилинмиса, бу демократийә әмәстур, деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән түркийәгә зийарәт кәлгән малта пирезиденти марийа-лийус колеро преса айрим вә һәйәтләрара көрүшкәндин кейин, түнүгүн җумһур рәислик сарийида қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, венезуелада йүз бәргән һәрбий-сийасий өзгириш тоғрулуқ тохтилип демократийә күриши елип бериватқанларниң сайламда утуп чиққанлар билән бир сәптә туруши керәкликини тәкитләп өтти.

пирезидент мадуроға телефон қилип «демократийәгә қарши турғучиларға қәтий бойун әгимәң»дегәнликини ейтқан әрдоған, америка пирезиденти доналд трампниң венезуеладики вәқәләргә тутқан позитсийәсидин толиму һәйран қалғанлиқини ейтти.

әрдоған мундақ деди: «мадуро ишәнгән йолиңда бошашмай маңса, хәлқ униң кәйнидин маңиду.»

мәнсәбдеши пресани күтүвелиштин толиму хушаллиқ һес қилғанлиқини ейтқан әрдоған: бу қетимқи әһмийәтлик зийарәтниң түрткисидә, икки дөләт мунасивитидә йеңи бир сәһипә ечилидиғанлиқиға ишинимән, деди.

әрдоған түркийә-малта мунасивәтлириниң йеқинқи йиллардин буйан күчийип меңиватқанлиқини, икки дөләт оттурисида бурунму баш министирлиқ вә министирлар сәвийәсидә зийарәтләрниң болғанлиқини әскәртти.

мәнсәбдеши преса билән түркийә-малта мунасивәтлири үстидә әтраплиқ кеңәш өткүзгәнликини ейтқан әрдоған мундақ деди: « мунасивәтлиримизни мәдәнийәт, сайаһәт, маарип, сәһийә вә деңизчилиққа охшаш нурғун саһәдә техиму күчәйтиш үчүн келиштуқ.»

көрүшүштә икки дөләтниң сода омумий соммисини 2 милйард долларға йәткүзүш мәсилисиму тилға елинди.

малта һөкүмитиниң  түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқини изчил қоллап келиватқанлиқини ейтқан әрдоған: малтаниң йавропа иттипақиға әза болушимизни буниңдин кейинму изчил қоллайдиғанлиқиға ишинимән, йавропа иттипақи түркийә пуқралириға виза бәлгилимисини бикар қиливәтсә вә таможна келишимигә түзитиш киргүзүлсә, түркийә-малта мунасивәтлири мулазимәт кәспий, мәбләғ вә сайаһәтчиликтә техиму күчийиду,деди.

малта пирезиденти марийа-лийус колеро преса түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқи тоғрисида тохтилип мундақ деди: «малта һөкүмити түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқини қоллайду, малта йавропа иттипақиниң изчил кеңийишигә әһмийәт бериду, униң үстигә бизниңму ғайимиз вә нишанимиз мушундақ. районниң  байашат, қудрәтлик вә тинч бир йавропаға еһтийаҗи бар.»

түркийәниң райондики мәсилиләрни дийалог йоли арқилиқ һәл қилишқа тиришип келишидин толиму хурсән болғанлиқини ейтқан пирезидент марийа-лийус колеро преса: түркийә районниң бихәтәрлики вә тинчлиқи үчүн зор тиришчанлиқ көрситип келиватиду, түркийә һөкүмити вә һөрмәтлик әрдоғанниң зор тиришчанлиқи нәтиҗисидә, милйонларчә көчмән түркийәдә хатирҗәм йашаватиду, деди.

пирезидент марийа-лийус колеро преса йеқинқи йилларда мәйданға кәлгән өзгиришләрниң икки дөләткә нисбәтән пайдилиқ шараитларни йаритип бәргәнликини әскәртти.

марийа-лийус колеро преса түркийә-малта иқтисадий вә сода шириклик комитетиниң кейинки қетимлиқ йиғининиң түркийәдә өткүзүлидиғанлиқини билдүрүп, йиғинниң мәқситиниң икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ саһәлирини техиму  кеңәйтиш үчүн шараит бәрпа қилиш икәнликини ейтти.

малта пирезиденти марийа-лийус колеро преса йәнә малта һөкүмити вә хәлқигә вакалитән, кәрч боғузида йүз бәргән вәқәдә қаза қилған түркийә пуқралириға тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر