әрдоған билән трампниң сөһбитидә «бихәтәр район» мәсилиси күнтәртипкә кәлгән

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сүрийәдә тәсис қилиниши мумкин болған «бихәтәр район» лайиһәсидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қолчумақчиси й п г|п й д ниң орниниң йоқлуқини билдүрди.

1126193
әрдоған билән трампниң сөһбитидә «бихәтәр район» мәсилиси күнтәртипкә кәлгән

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) ниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) гуруппа йиғинидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у түнүгүн (14-йанвар) америка пирезиденти доналд трамп билән телефонда көрүшкәндә күнтәртипкә кәлгән сүрийәдә «бихәтәр район» тәсис қилиш пикри үстидә тохталди. у түркийәниң бу пикирни сабиқ пирезидент барак обама дәвридила тәклип қилғанлиқини әскәртип, мундақ деди:

«америка сүрийәдә һава контроллуқини қолиға алса, биз қуруқлуқта барлиқ бихәтәрликни қолимизға алалаймиз дегән идуқ. обама бу мәсилидә тегишлик қәдәмләрни басмиди, обама буниңда 30 километир кәңликтә болса болиду, дәп қарайтти. мәнму бу пикиргә иҗабий қариған идим. бу мәсилә үстидә йәнә ойлишишқа болиду, һәтта буни йәнә 20 мил кеңәйтишкиму болиду.»

у түркийәниң коллектип туралғу тәрәққийат идариси (TOKİ) арқилиқ буниң һөддисидин чиқалайдиғанлиқлирини билдүрүп: «арқа сәптә маддий җәһәттин йардәм қилиш вәзиписи бизгә берилсә, бихәтәр район мәсилисини һәл қилған болимиз. бирақ, бихәтәр район террористларға ташлап берилмәйду. й п г| п к к бундақ лайиһәдин орун алалмайду, чүнки улар террорист. хәлқаралиқ бирләшмә қисим билән бирликтә һәрикәт қилиниду.»

у сүрийә мәсилиси бойичә русийә пирезиденти владимир путин вә иран пирезиденти һәсән руһани билән үч тәрәп йиғини өткүзүлидиғанлиқини билдүрди вә мундақ деди:

«русийә зийаритимниң мушу айниң 23-күни әмәлгә ешиш мумкинчилики чоң.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر