түркийә ирақта йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә ирақниң мусул шәһиригә қарашлиқ тәләфәр наһийәсидә мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1113664
түркийә ирақта йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «ирақниң мусул вилайитигә қарашлиқ тәләфәр наһийәсидә мәйданға кәлгән бомба һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймиз, түркмән қериндашлиримизни өз ичигә алған пүткүл ирақ хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, түркийә ирақниң терроризмға қарши  күришини, тинчлиқ һәм муқимлиқ орнитиш йолидики тиришчанлиқлирини давамлиқ қоллайду.»

нопусиниң көпинчиси түркмәнләрдин тәкил тапидиған тәләфәр наһийәси мәркизидә аптомобил бомба һуҗуми йүз берип,  бирқанчә киши һайатидин айрилған, 13 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر