түркийә җумһурийитиниң қурғучиси  ататүркниң аримиздин айрилғиниға 80 йил болди

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң аримиздин айрилип қалғанлиқиниң 80 – йиллиқини хатириләш күни мунасивити билән мәликәтниң вә дунйаниң һәрқайси җайлирида түрлүк мурасимлар арқилиқ паалийәтләр өткүзүлмәктә.

1085158
түркийә җумһурийитиниң қурғучиси  ататүркниң аримиздин айрилғиниға 80 йил болди
erdogan anitkabir2.jpg
erdogan anitkabir1.jpg
erdogan anitkabir.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: 1938 – йилдин буйан һәр йилқиға охшашла бу йилму саәт 9 дин 5 минут өткәндә сигналларниң челиниши билән тәң һөрмәттә турулди, мәмликәтниң һәрқайси җайлири чоңқур сүкүткә чөмди.

пайтәхт әнқәрәдә  ататүркни хатириләш мурасимлириниң тунҗи адреси ататүрк хатирә сарийи иди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған башчилиқидики алий дәриҗилик рәһбәрләрдин тәшкил тапқан һәйәт,  ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойди, һөрмәттә турди.

әрдоған ататүрк хатирә сарийиниң мәхсус дәптиригә мундақ дәп йазди: «мустәқиллиқ урушимизниң баш қомандани вә җумһурийитимизниң қурғучиси болған һөрмәтлик  ататүрк! сизниң аримиздин айрилип қалғанлиқиңизниң 80 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән сизни йәнә бир қетим чоңқур һөрмәт вә чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә йад етиватимиз. сиз вә әзиз шеһитлиримиз бизгә қалдуруп кәткән  вә <муқәддәс аманат> һесаблинидиған түркийә җумһурийитини  дөләт ичи-сиртидики бәдбәхләрниң һуҗумлириға қаримай җан тикип қоғдавамиз, һәмдә дунйа бойичә әң күчлүк вә әң байашат дөләтләрдин биригә айландуруш нишанини бойлап, ғәлибисери алға илгириләватимиз, биз җумһурийитимиз қурулғанлиқиниң 95 0 йиллиқиға бешғишлап ишқа кириштүргән <истанбул айродуруми> хәлқимизниң иптихарлиқ аибидиси сүпитидә тарих сәһиписидин мәңгүлүк орун алди, йатқан йериңиз җәннәт болғай!»

истанбулдики мустапа камал ататүркни хатириләш паалийәтлириниң мәркизи болса,  ататүрк бу дунйа билән видалашқан «долмабаһчә сарийи» иди.

қери – йаш, чоң – кичик, әр – айал йүзләрчә киши түркийә байриқини ләпилдәткән һалда «долмабаһчә сарийи» ға берип, мустапа камал ататүркни әслиди һәмдә униңға болған сеғинишини ипадилиди.

мәмликәтниң һәрқайси җайлиридму миңларчә киши түркийә байриқини ләпилдәткән һалда мустапа камал ататүркни әсләш үчүн мәйданларға топланди.

мустапа камал ататүркни хатириләш мунасивити билән өткүзүлгән мурасимларда һөрмәттә турулди, «истиқлал марши» оқулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر