мунбичта бирләшмә чарлашқа мунасивәтлик тәлим-тәрбийә ишлири башланди

түркийә армийә қисимлири билән америка қисимлириниң сүрийәниң мунбич районидики бирләшмә чарлишиға мунасивәтлик ортақ тәлим-тәрбийә ишлири бүгүн (9-өктәбир) башланди.

1065432
мунбичта бирләшмә чарлашқа мунасивәтлик тәлим-тәрбийә ишлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар америка қисимлири билән түркийә армийә қисимлириниң мунбичтики бирләшмә чарлишиға мунасивәтлик ортақ тәлим-тәрбийә ишлириниң башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди. у байанатида, америка билән түзүлгән мунбич һәрикәт пилани вә хәвпсизлик пиринсиплири рамкисида, мунбитчта террорлуқ тәшкилати п й д|й п г| п к к ниң мәвҗутлуқини ахирлаштурушниң мәқсәт қилинғанлиқи билдүрүлди.

министир һулуси акар байанатида мундақ деди:

«нишанимиз- террористларниң қолидики еғир типлиқ қоралларниң топлиниши, п й д|й п г|п к к ниң мунбичтин чиқирилиши билән муқимлиқ вә бихәтәрликни капаләткә игә қилип, әң қисқа вақит ичидә йәрлик һөкүмәтни п й д|й п г|п к к дин тазилаш, мунбичлиқларниң балдуррақ  йурт-маканлириға қайтишини капаләткә игә қилиш.»

у мунбичта террористлар колиған хәндәкләр һәққидә учур вә доклатларниң барлиқини, буларни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини әскәртип: «бу һәқтики агаһландурушлиримизни американиң мунасивәтлик органлириға йәткүздуқ, бизму буниңға қарита тәдбирлиримизни алдуқ. террорлуқ тәшкилати бурунқиға охшашла вақти- саити кәлгәндә өзлири колиған орәккә өзлириниң чүшидиғанлиқини билиши керәк» деди.

түркийә билән американиң 4-ийундин кейин йолға қойған мунбич пиланиниң дәсләпки басқучи, фират дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида ува тутқан п й д|й п г|п к к ниң райондин чиқирилишини өз ичигә алиду. иккинчи басқучта болса, түркийә билән америка һәрбий қисимлири вә истихбарат хадимлири районда бирликтә чарлайду.

үчинчи басқучта, мунбичта йәрликләрдин тәшкилләнгән һөкүмәт қурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر