батмандин қайғулуқ хәвәр кәлди
батманда террорчилар тәрипидин йолға көмүп қойулған партлатқучниң партлиши нәтиҗисидә шеһит болғанларниң сани 7 гә йәтти.
1061997
түркийә авази радийоси хәвири: гәрҗүш наһийәси йезисида һәрбий биронивик өтүп кетиватқанда, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к лиқ террорчилар тәрипидин йолға көмүп қойулған партлатқучниң партлитилиши нәтиҗисидә 4 әскәр шеһит болди, 5 әскәр йариланди.
вәқәдә шеһитләрниң сани 7 гә йәтти.
вәқәдин кейин, районда террорчиларниң қолға чүшүрүлүши үчүн кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башланди.