мунбичта ортақ чарлаш пат арида башлиниду

сүрийәниң мунбич районида түркийә армийә қисимлири билән америка қисимлириға ортақ чарлаш һәққидә тәлим-тәрбийә бериш әң қисқа вақит ичидә башлиниду.

1060465
мунбичта ортақ чарлаш пат арида башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: мунбичта түркийә армийә қисимлири билән америка қисимлириниң ортақ чарлаш тәлим-тәрбийәси һәққидики хизмәтләр ахирқи басқучқа йетип кәлди.

мәсул даириләр ортақ чарлашқа мунасивәтлик тәлим-тәрбийәниң әң қисқа вақит ичидә башлиниши үчүн, тегишлик хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини билдүрди.

түркийә армийәси фират қалқини һәрбий һәрикити саһәси билән мунбич линйәсидә 53-қетимлиқ чарлаш вәзиписини орунлиған иди.

түркийә билән американиң 4-ийун һасил қилған пикир бирлики бойичә болғанда, фират дәрйасиниң ғәрбий қисмида маканлашқан террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д|й п г райондин чиқирилиду؛ иккинчи басқучта, түркийә билән америка қисимлири вә истихбарат органлири бирликтә мунбичта ортақ тәкшүрүш елип бариду. үчинчи басқучта, мунбичтә йәрликләрдин тәшкилләнгән һөкүмәт қурулиду. наһийәниң хәвпсизликигә мәсул болидиған һәрбий парламент билән шәһәргә иҗтимаий хизмәтләрни сунидиған йәрлик парламент нопусниң етник тарқилишиға асасән қурулиду.

й п г| п к к террорлуқ тәшкилати 2016-йили һәләбкә қарашлиқ мунбич наһийәсини американиң қоллиши астида террорлуқ тәшкилати даештин тартивелип, ишғал қиливалған иди. террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәшни баһанә қилип й п г|п к к ни изчил қоллиған америка, наһийә мәркизи даештин тазиланғандин кейин, й п г|п к к ниң наһийәдин чекинидиғанлиқи тоғрисида түркийәгә капаләт бәргән, бирақ буни әмәлгә ашурмиған иди.

әрәбләр  мунбич нопусиниң %90 дин көпини тәшкил қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر