дөләт хәвпсизлик кеңиши: келишим наһайити зор әһмийәткә игә

дөләт хәвпсизлик кеңиши байаннамисидә, сүрийәниң идлиб шәһиридә тоқунушмаслиқ райониға қарита һуҗумларни тохтитиш мәсилисидә русийә билән түркийә оттурисида һасил қилинған келишимниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнди.

1053789
дөләт хәвпсизлик кеңиши: келишим наһайити зор әһмийәткә игә

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн җумһур рәислик сарийида чақирилған дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин елан қилинған байаннамидә, мундақ дейилди: «идлибтә тоқунушмаслиқ райониға қарита һуҗумларни тохтитш мәсилисидә русийә билән дөлитимиз оттурисида түзүлгән келишим наһайити зор әһмийәткә игә. дәрвәқә, нөвәттә сүрийәни терроризмдин халий қилиш наһайити муһим бир мәсилә болуп қалди. йиғинда, сүрийәниң башқа районлириниму террорчилардин тазилаш паалийәтлирини қойуқлаштуруш вә терроризмға қарши  күрәшни қәтий давамлаштурушниң зөрүрлүки тәкитләнди. дөләт хәвпсизлик кеңишидә, сүрийә киризисини һәл қилиш үчүн хәлқара җәмийәттин сийасий вә инсаний мәсулийәтлирини техиму тез вә техиму үнүмлүк һалда ада қилиши тәләп қилинди. дөлитимиз, мунбичниң террорлуқ тәшкилатидин тазилиниши үчүн америка қошма иштатлири билән һасил қилинған келишим даирисидики йол хәритисигә қәтий әмәл қилинишини күтмәктә. түркийә сиртида тутулған террорчиларниң түркийәниң адалитигә тапшуруп берилиши түркийәниң бу һәқтики қәтий ирадисиниң намайәндиси болуп,  дөләт ичи-сиртидики террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири изчил давамлаштурулиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر