әрдоған: сүрийәни террорчилардин тазилашниң йоллири үстидә издиниватимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сүрийәниң мунбич наһийәсини террорчилардин тазилаштин йоллири үстидә издиниватқанлиқлирини ейтти.

1040845
әрдоған: сүрийәни террорчилардин тазилашниң йоллири үстидә издиниватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған «30 – авғуст зәпәр байрими» вә «түрк қораллиқ қисимлири күни» мунасивити билән «баш қомандан» сүпитидә җумһур рәислик сарийида зийапәт бәрди, һәмдә зийапәттә қилған сөзидә, сүрийә вә ирақта давамлишиватқан һәрбий һәрикәтләр тоғрулуқ тохталди.

сүрийә чеграсида шәкилләндүүлмәкчи болған «террор каридори» ни пачақлап ташлиғанлиқлирини әскәрткән әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «җәраблус, әлбаб ленийәсидә даешниң, афринда п й д/й п г ниң бешини езип, суйиқәстлиқ ойунини битчит қилдуқ.»

ирақниң синҗар райониниң йеңи «қәндил» райониға айлинип қелишиниң алдини елиш үчүн қәтий  күрәш қиливатқанлиқлирини қәйт қилған әрдоған мундақ деди: «34 йиллиқ суйиқәстлиқ пиланни бузуш йолида изчил қәдәм ташлаватимиз. синҗарниң <қәндил> гә айлинип қелишиниң алдини елиш йолида  мүрини мүригә тирәп күрәш қиливатимиз.»

америка даирилири билән көрүшүп, сүрийәниң мунбич наһийәсини террорчилардин тазилашниң йоллири үстидә издиниватқанлиқлирини әскәрткән әрдоған, сөзлиригә мунуларни илавә қилди: «идлибтә йеңи бир һәләп паҗиәси йүз беришиниң алдини елиш үчүн русийә вә иран билән ортақ паалийәтләрни еләп бериватимиз. <фират дәрйаси> ниң шәрқидики террор районлирини бир – бирләп азад қилишқа қарита давамлиқ тәййарлиқ хизмити ишләватимиз.»

түркийә дуч келиватқан иқтисадий һуҗумлар тоғрилиқму тохталған әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «иқтисадий җәһәттин вәйран болуватқинимиз йоқ. худайим буйриса, иқтисадий җәһәттин һәргиз йимирилмәймәз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر