түркийә моңғулийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә моңғулийә даирлириниң моңғулийәдә йүз бәргән фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға мунасивәтлик бир һадисини күнтәртипкә елип келиш усулиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1022707
түркийә моңғулийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә моңғулийә таратқулириниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати тоғрулуқ таратқан хәвәрлиригә наразилиқ билдүрди.

моңғулийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати тоғрулуқ чиққан хәвәрләр тоғрулуқ соралған бир соалға җаваб бәргән ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами аксой, бу тәшкилатиниң моңғулийәдики тәсириниң күчлүк икәнликини билдүрүп, моңғулийәниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит шәкилләндүридиғанлиқини ейтти.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати тоғрулуқ нурғун учур-мәлуматни моңғулийә даирилиригә йәткүзгәнликлирини әскәрткән аксой, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң қануний җавабкарлиққа чоқум тартилишини лазимлиқини, лекин моңғулийәдики фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилати әзалирини бир тәрәп қилиш һоқуқиниң моңғулийә даирилириниң илкидики иш икәнликини тәкитләп өтти.

түркийәниң өзгә дөләтләрниң ички бихәтәрлик тәдбирлиригә арилишидиған дөләт әмәсликини әскәрткән аксой мунуларни байан қилди: « моңғулийәдә өткән җүмә күни мәйданға кәлгән һадисини тутқун қилиш қилмишидәк көрситиш тоғра әмәс, биз буниңдин биарам болдуқ. бу хәвәрләр пүтүнләй йалған болуп, биз буни қәтий рәт қилимиз,

әнқәрәдики моңғулийә әлчисиму министирлиққа чақиртилип, униңға бу әһвал тоғрулуқ чүшәнчә берилди вә моңғулийәдә йүз бәргән һадисини моңғулийә даирилириниң чүшәндүрүш шәклигә күчлүк шәкилдә наразилиқ билдүрүлди. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати моңғулийәдә тәтүр тәшвиқат паалийити елип бармақта, асассиз хәвәрләрни тарқитип җамаәт пикири шәкилләндүрүшкә урунмақта, моңғулийә даирилиригә бу тәшкилатқа диққәт қилишини сәммийлик билән тәвсийә қилимиз, биз йәнә моңғулийә даирилирини бу терролуқ тәшкилатиға қарита тегишлик чариләрни көрүшиниму күтимиз.»

моңғулийә таратқулири пайтәхт уланбатурдики бир түрк мәкитипиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзаси болған мудириниң түркийә истихбарат идариси хадимлири тәрипидин тутуп кетилмәкчи болғанлиқи тоғрисида хәвәр тартқанда, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу буни қәтий һалда рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر