түркийә исраилийәни әйиблиди

түркийә исраилийәниң ишғал астидики пәләстин терротерийәсидә әбу нуввар бәдәви қәбилилиригә аит өйләрни чеқишини қаттиқ әйиблиди.

1006816
түркийә исраилийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «исраилийәниң ишғалийити астидики пәләстин терротерийәсидә әбу нуввар бәдви қәбилилиригә аит өйләрни чеқишини вә хан әләһмәр бәдәвиләр районидики өй – маканларни чеқишқа башлишини қаттиқ әйибләймиз. исраилийә даирилири тәрипидин пәрвасизларчә давамлаштурулуватқан бу һәрикәтләр бирләшкән вә мустәқил пәләстин дөлити пиланини хәвпкә дучар қилмақта, исраилийә районниң вәзийитини җиддийләштүрүветидиған вә икки дөләтлик түзүм истиратегийәсини вәйран қилидиған қанунсиз паалийәтлирини дәрһал тохтитиши керәк.»

шәрқий қуддустики айримчилиқ теминиң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи тәрипидә қалған қисмиға җайлашқан хан әләһмәр вә әбу нуввар бәдәви қәбилилиригә баридиған йолларни тақивалған исраилийә әскәрлири әбу нуввар районидики 40 өй вә қотанларни вәйран қилғаниди.

буниңға қарши чиққан пәләситнликләргә мудахилә қилған исраилийә әскәрлири уларниң көпинчисини урған, бәзилирини қолға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر