«әсәдниң химийәви қораллар ишләткәнлики тоғрисида күчлүк дәлилләр бар»

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибрһим калин әсәд һакимийитиниң дума қаратқан һуҗумлирида химийәви қораллар ишләткәнлики тоғрисида күчлүк дәлилләрниң барлиқини ейтти.

951801
«әсәдниң химийәви қораллар ишләткәнлики тоғрисида күчлүк дәлилләр бар»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин сүрийәдә әсәд һакимийитиниң химийәви қораллар ишләткәнлики тоғрисида күчлүк дәлил-испатларниң барлиқини ейтип: 2013-йили әсәдкә тегишлик җаваб қайтурулған болса иди, сүрийәниң вәзийити һазирқидәк болмиған болатти, деди.

калин ингилизчә чиқидиған «күндилик сабаһ»гезитидики «3-дунйа уруши партиламду?»намлиқ мақалисидә сүрийәниң нөвәттики вәзийити үстидә әтраплиқ анализ елип барди.

«америка билән русийә сүрийә һакимийитиниң 7-апрелда думада елип барған химийәви қораллар һуҗуми сәвәблик урушамду? бу һадисиләр 3-дунйа урушиниң муқәддисиму?»дегән соалларни күнтәртипкә елип кәлгән ибраһим калин, мубалиғә қилинған байанатлар вә өз-ара әйибләшләр болмиған әһвалда, бу соалларниң җавабиниң «уруш болмайду»икәнликини йазди.

«соғуқ мунасивәтләр уруши дәвиридин қалған һесаб-китабларниң»техичә ахирлашмиғанлиқини әскәрткән калин, бәшшар әсәд һакимийитиниң 7-апрелда думаға қаратқан һуҗумлирида химийәви қораллар ишләткәнлики тоғрисида күчлүк дәлил-испатларниң барлиқини тәкитләп өтти.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң думада тәхминән 500 адәмниң «һуҗумда зәһәрлик химийәви газларниң ишлитилгәнликигә даир излар вә ишарәтләр»сәвәбидин балнестқа елинғанлиқини ейтқан калин, әсәдниң бу қетимқи химийәви қораллар һуҗумидин кейин 70тин артум адәмниң җенидин айрилғанлиқиниң тәхмин қилиниватқанлиқини билдүрди.

ибраһим калин «әсәд өз хәлқини тунҗи қетим химийәви қораллар билән қирғин қилмайватиду. 2013-йили буниңға охшаш һуҗум йүз бәргәндә әйни вақиттики америка пирезиденти барак обама әсәдниң <қизил сизиқ>тин һалқиғанлиқини ейтип байанат бәргәниди. бирақ әсәдкә қарита һечқандақ тәдбир ишлитилмиди»дегәнләрни йазди.

обаманиң сүрийә мәсилисидики детсизлиқи сәвәбидин, русийә билән иранниң сүрийәдә күчлүк нопузға еришивалғанлиқини ейтқан калин, әйни вақитта әсәд һакимийитиниң ғулап чүшүшкә аз қалғанда қайтидин мағдуриға келивалғанлиқиниму әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر