баш министир бинали йилдирим афғанистанни зийарәт қилиду

баш министир бинали йилдирим афғанистанға қарап йолға чиқти.

946730
баш министир бинали йилдирим афғанистанни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир бинали йилдирим моңғулийәдики зийаритини ахирлаштуруп афғанистанға қарап йолға чиқти.

бинали йилдирим тунҗи болуп афғанистан мудапиә министирлиқини зийарәт қилиду.

арқидин афғанистан иҗраийә һәйити башлиқи доктор абдуллаһ абдуллаһ билән айрим көрүшиду.

рәһбәрләр көрүшүштин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

баш министир йилдирим арқидин афғанистан пирезиденти әшрәф ғени биләнму айрим көрүшиду.

көрүшүштә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға зәрбә бериш, районлуқ мәсилиләр вә икки дөләт мунасивәтлири кеңәш қилиниду.

бинали йилдирим афғанистанда вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлириниму йоқлайду.

баш министир бинали йилдиримниң йәнә түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика тәрипидин селинған шеһит буләнт айдим җамәсиниң ечилиш мурасимиға қатнишидиғанлиқи билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر