африндин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районидики «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити давамида мина партлиши нәтиҗисидә һәрбий аптомобилдики бир пуқрави хадим шеһит болди.

942399
африндин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: баш иштаб башқармисиниң билдүрүшичә, бир һәрбий аптомобил афринниң кестеле хизирйа районида кетиватқанда мина партлап, бир пуқрави хадим шеһит болған, үч әскәр йариланған.

байанатта мундақ дейилгән: «бизни чәксиз қайғуға ташлиған бу һуҗумда һайатидин айрилған әзиз шеһидимизгә аллаһ тааладин рәһмәт, шеһидимизниң қайғулуқ аилисигә вә әзиз хәлқимизгә сәвр – тақәт тиләймиз һәм тәзийә билдүримиз, һуҗумда йариланған қәһриман сәпдашлиримизға шипалиқ тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر