русийә S-400 ләрни пат йеқинда тапшуридиғанлиқини билдүрди

русийә «S-400» башқурулидиған бомбиларни түркийәгә 2020-йилиғичә тапшуруп болушқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

942934
русийә S-400 ләрни пат йеқинда тапшуридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путинниң йардәмчиси йури ушаков S-400 һава қалқан системилириниң батарийәлирини түркийәниң тәләп қилғинидәк пат йеқинда тапшуруш үчүн давамлиқ қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини ейтти.

ушаков түркийәгә S-400 һава қалқан системилирини пиландикидин бурун тапшурушқа мунасивәтлик соалға җаваб бәрди. у: «мәлум болғинидәк, бу мәсилини түркийә тәрәп күнтәртипкә қойди. ташқи ишлар министири сергей лавров буниң җавабини бәрди. билишимчә, түркийәниң бу тәлипини орунлаш үчүн тиришчанлиқ көрситилиду» деди.

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров 14-март москвада түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкәндин кейин, әнқәрәниң тәлипигә асасән «S-400» ләрни тапшуруш сүритини тезләштүридиғанлиқлирини билдүргән иди. түркийәниң келишим бойичә төт данә S-400 батарийәлири үчүн русийәгә 2.5 милйард доллар төлигәнлики елан қилинған иди.

дунйада ишлитиливатқан әң йахши һава қалқан системилиридин бири болған S-400, һәр хил айропилан йаки учқучисиз һава аппаратлирини, круз вә балистик башқурулидиған бомбиларни пачақлийалайду. әң йирақ болғанда 400 километир, әң егиз болғанда 30 километир мусапиға йетип баралайдиған бу һава қалқан системиси, керәк болғанда һәр бир нишанға икки башқурулидиған бомбини тоғрилап, охшаш вақитта 80 нишанға зәрбә берәләйду. S-400 тапшурулғанда, түркийә S-400  батарийәсигә игә тунҗи нато дөлити болуп қалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر