түркийә җамаәт хәвпсизлик баш идариси мудири сүрийәниң азәз районида зийарәттә болди

түркийә җумһурийити җамаәт хәвпсизлик баш идариси мудири сәлами алтиноқ, сүрийәниң азәз наһийәлик җамаәт хәвпсизлик идарисини зийарәт қилди.

940856
түркийә җамаәт хәвпсизлик баш идариси мудири сүрийәниң азәз районида зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: йепиқ шәкилдә өткүзүлгән зийарәт җәрйанида килис валийси мәһмәт тәкинарсланниң алтиноққа, түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районида давамлаштурулуватқан зәйтун шехи һәрбий һәрикити вә райондики өзгиришләр тоғрисида мәлумат бәрди. учришиштин кейин медийа мәнсуплириниң соаллириға җаваб бәргән алтиноқ, түркийә җумһурийити җамаәт хәвпсизлик баш идариси билән сүрийә вәзипә орундаш қисимлири вә мәһәллий җамаәт хәвпсзлик идарисиниң азәздә вәзипә өтәшкә башлиғиниға толуқ бир йил болғанлиқини әскәртти.

у, мәһәллий җамаәт хәвпсизлик идариси хадимлириниң районда вәзипә өтәватқан йәрлик мәмури хадимлар вә түркийә җумһурийити җамаәт хәвпсизлик баш идариси хадимлири тәрипидин тәрбийәләнгәнликини қәйт қилди.

шараитниң һазирқидинму йахши нуқтиға йәткүзүлүши йолидики хизмәтләрниң сүрәт билән давамлишиватқанлиқини билдүргән алтиноқ, «азәздә аманлиқ вә хатирҗәмлик бар. мәвҗут аманлиқ вә хатирҗәмликниң давамлишиши, турмуш шараитиниң техиму йахшилиниши йолидики хизмәтләрни һәммә бирликтә давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر