әрдоған мунбич тоғрисида муһим байанат елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған американиң сүрийәниң мунбич районида әскәр турғузуш һоқуқиниң йоқлуқини ейтти.

934779
әрдоған мунбич тоғрисида муһим байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бәштәпә милләт мәдәнийәт вә конгрә мәркизидә өткүзүлгән «миллитимиз билән бирликтә техиму йешил түркийә учришиши» намлиқ паалийәткә қатнашти вә муһим сөз қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сөзидә, түркийә армийәсиниң африн районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|к җ к|п й д|-й п г вә даеш террористлирини йоқитиш, дост вә қериндаш район хәлқини бесим һәмдә зулумдин қутқузуш үчүн 20-йанвар башланған зәйтун шехи һәрикити үстидә тохталди.

 у: «африн шәһәр мәркизи контроллуқ астиға елинди. биз наһайити тезликтә мәктәпләрни ремонт қилишқа башлидуқ, дохтурханиларниң һәммисини ремонт қилимиз, у йәрдики һөкүмәт биналириниң һәммисини ремонт қилимиз вә хатирҗәм болған муһитни балдуррақ бәрпа қилимиз» деди.

у бүгүнгичә йоқитилған террористлар саниниң 3698 гә йәткәнликини билдүрди.

у сөзидә, американиң вәдә қилип туруп, п к к|п й д-й п г террористлири билән биргә ишғал қилған мунбичтин чиқип кәтмигәнликини әскәртти. у мундақ деди:

«мунбичтин чиқмаймиш, әслидә чиқип кетиш уйақта турсун, у йәрдә турушқа һечқандақ һоқуқуңлар йоқ, бу земинлар билән силәрниң немә мунасивитиңлар бар?»

у американиң террорлуқ тәшкилати даешни баһанә қилип, мунбичқа п к к|п й д-й п г террористлирини киргүзгәнликини хатириләтти вә районниң һәқиқий хәлқиниң әрәбләр икәнкини билдүрди.

у: «американиң сабиқ пирезиденти барак обамаға, <буларни у йәрдин чиқар> дедим. истратегийәлик шерик болуш сүпитимиз билән, уларни фират дәрйасиниң шәрқигә чекиндүрәйли дедуқ. охшаш гәпни һазирқи америка пирезиденти трампқиму дедим, уму чекиндүрмиди» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәр бир пурсәттә түркийәгә қарши гәп қилған америка байанатчилири тоғрисидиму тохталди. у трампниң бу қалаймиқанчилиқни түгитиши керәкликини вә униң намида гәп қиливатқан байанатчиларни йолға киргүзүши керәкликини тәкитлиди. у: «ундақ болмиғанда, һәмкарлиқимизни давамлаштуралмаймиз» деди.

у америка даирилириниң даешниң мәғлубийәткә учриғанлиқи тоғрисида елан қилған байанатлирини хатирилитип, мундақ деди:

«ундақта мунбичтә немигә турисиләр? районниң йеримида силәр туруңлар, йеримида биз турайли деди. мән бизму, силәрму турмаңлар, бу йәрниң әсли игилири ким болса улар турсун дедим. биз у йәрләрдә адил һөкүмәтниң қурулушини халаймиз, биз һечқачан у йәрни ишғал қилиш үчүн бармидуқ, пәқәт муқимлиқни қоғдаш үчүн бардуқ, пәқәт террористларни қоғлап чиқириш үчүн бардуқ.»

у йәнә, террорлуқ тәшкилатиниң ирақниң синҗар районидики тәшкилий қурулуши тоғрисидиму тохталди вә мундақ деди:

«ирақ мәркизий һөкүмити синҗарда п к к ни тазилимиса, биз тазилаймиз. икки күн ичидә синҗарда 38 п к к террористини бир тәрәп қилдуқ, бу давам қилса техиму илгириләп бир тәрәп қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر