түркийәниң данийә баш әлчиханиси һуҗумға учриди

түркийәниң данийәниң пайтәхти копенһагенда турушлуқ баш әлчиханиси бензин бомба һуҗумиға учриди.

932510
түркийәниң данийә баш әлчиханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: копенһаген җамаәт хәвпсизлики идарисидин торбен мадсенниң ейтишичә, сақчилар кечә саәт 02.55 тә районда чарлаш елип бериватқанда, түркийәниң копенһаген баш әлчиханисиниң һуҗумға учриғанлиқини байқиған. вәқәдин кейин районға көп санда сақчи әтрәтлири әвәтилгән. вәқәни байқиған сақчилар қачқан зораванларни қоғлап тутушниң орниға баш әлчихана бинасида йүз бәргән от апитини өчүрүшкә тиришқан.

вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқини ейтқан мадсенниң әскәртишичә, сақчилар баш әлчихана бинасиға 4 зораван 4 бензин бомба етиш арқилиқ һуҗум қилған дәп қарайдикән.

игилинишичә, вәқәдә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлмигән, бирақ, баш әлчихана бинаси еғри зийанға учриған. баш әлчихана һазирғичә бу һәқтә байанат елан қилмиған болуп, сақчилар бина әтрапида бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر