терроризмға қарши күрәшниң йеңи басқучи: «зәйтун шехи»

түркийәниң терроризмға қарши күришидики йеңи басқуч: «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити.

896914
терроризмға қарши күрәшниң йеңи басқучи: «зәйтун шехи»

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити терроризмға қарши  изчил күрәш қилмақта. бу даиридә түркийә афринға орунлишивалған террорлуқ тәшкилати п к к террорситлирини бир тәрәп қилиш үчүн «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитини қозғиди. бизму бу мунасивәт билән бу һәптики пирограммимизда, бу һәрикәтниң түркийәниң ташқи сийаситигә көрситидиған тәсири һәққидә тохтилип өтимиз.

түркийә узундин буйан чегра райониға йеқин бир җайда шәкилләнгән террорлуқ тәһдитини бир тәрәп қилиш үчүн һәрбий һәрикәт қозғашни пиланлавататти. бу даиридә түркийә армийәси африндики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г унсурлириға қарши һәрикәткә өтти. узундин буйан тәййарлиқ хизмити ишлиниватқан бу һәрикәт түркийә җумһур рәиси әрдоғанниң җакарлиши билән тәң 20 – йанвар күни әнқәрә вақти саәт 17 дә башланди һәмдә һәрикәткә «зәйтун шехи» дәп нам берилгәнлики пүткүл җаһанға елан қилинди.

«зәйтун шехи» намлиқ һәрбий һәрикәтни һәрбий җәһәттин анализ қилғинимизда, түркийә вә саһәдики иттипақдашлириниң бу һәқтә һечқандақ кәм  - котиси йоқлуқини көримиз. дәрвәқә, түркийә районға қисимларни орунлаштурувататти. буниңға илавә һалда афринниң шәрқидә әркин сүрийә армийәси, җәнубида түркийә қисимлири бар. җүмлидин бу йәрдики һәрбий һәрикәт әлбабтикидин пәрқлиқ һалда елип берилмақта.

мәлуматларға қариғанда, һәрбий һәрикәтниң пилани аввал қоршаш, андин террорситларни тазилаш икән.

сүрийәниң ғәрбий шималиға җайлашқан африн һәләб вилайитигә қарашлиқ бир наһийәниң мәркизи болуп, түркийә билән чегридаштур.

африн түркмәнләр, кордлар вә әрәбләр бирликтә йашайдиған бир район иди. бирақ п к к / й п г ниң районда нопузини күчәйткәндин кейин түркмәнләр билән әрәбләрни көчүшкә мәҗбур қилди. п к к / й п г районда нопузини күчәйтиштин бурун афринда түркмәнләр асасий салмақни игиләйдиған болуп, нурғун олтурақ районлири бар иди.

африн вә әтрапидики түркмән йезилири / олтурақ районлириниң исимлири мундақ: чеградики мәйдани әкбәздин етибарән җәнубқа қарап: дәли осман, биндирәк, вәлидли, дәли оғлан, гүвәндә, тәпәкөй, қорукөй, пуллу, соқалли, атаманли, әливаран, фирфириқ, мәйданлиоба, аләмдар, чақмақ, күчүксоқали өксүзлү, дағ обаси, шәйләр обаси, дик обаси вә мағара көйлири. инҗәсу дәрйасиниң шәрқидә, газитантәп чеграсидин җәнубқа қарап: булбул, баликөй, бәг обаси, мәһмуд оба, қәләкөй, зийарәткөй, сәрәнҗи, оттура оба, төвәнки оба, салқайа, әли бәг, қаришиқ, қонақ, хизирли, чолақли, сағир оба, қуруқ көл, қаш узади, бәбә ушади, қурт усати, алқанли дурақли, алиҗи, қизилбаш, кичик қаргин (дәрвиш йезиси), бәлән, наз ушағи, мәйданлиқ, чорбаҗиоғлу вә әнбәрли йезилири.

чәрчим дәрйасиниң шәрқий қисми / түркийә чеграсиғичә болған қисим: дәрвиш оба, кичик атаманли, қази йезиси, мамали ушағи, өмәр ушағи, сари ушақ, қантарли, биринҗилик, қантара, мабәди, чөмәзли, әли җура, һаҗи қасимли, арсланниң йезиси, сати ушағи, қишла йезиси, сәлчиқ, чақалли, шәйх чақалли вә инқәлә йезилири.

чәрчим дәрйасидин давамлаштурғинимизда, төвәнки қишла, дар җәнуб, субаши, чолақлар, қарабаш, бүйүк чақалли, һаҗи һәсәнли, төвәнки чобанли, татарханли, қаранкөй, коҗаман, шәйх абддурраһман ғази, күмүш бурч, йаһа гоз, һәҗдәр, аҗәли, һаҗи искәндәр йезилири.

җәбәли сәманиң шәрқий вә африн вадисидики түркмән йезилири (шималдин җәнубқа қарап нөвәт билән): қурт қулиқи, қара қурт қулиқи, қаратәпә, кәрсән таш (наһийә мәркизи), мәсуд, бурч ғазилар, чедиркөй, исканкөй, җәләмә, қәдимки җәләмә, көл байили, үстүн диван, молла хәлил, атмакөй, әзиз вә африн вадиси арисидики түркмән йезилири: икки дам, дам, қузунҗи пинар, арпа вәрән, дикмәташ, қозҗупинар, умранли, бүйүк қаргин, әли бәйли, чимәнли, дирәкли, төвәнки дам, қастал, зийарәт, қатма, мәтинли вә әли йезиси.

әзизниң шәрқидә болса؛ суҗу, кәфәр, парча, кәфәрсуч, иғдә, һавар, һаҗәр, насмийә, тәлбәттал, қисаҗиқ, тәлшаһин, чәкә, дудан, қуру мәзра, бағдили, қаракөврүк, миргил, шамандира, савран, туғлу, қизилмәзра, барақ, кәфәр, қани, тәл һүсәйин, йәлбабал, әл бәгли, йаһнил вә дәптәрдар йезилири.

афринни қолай қолға кәлтүргили болидиған нишан дәп чүшинип қалмаслиқ лазим. чүнки п к к / й п г узундин буйан пухта тәййарлиқ қилмақта. бу мәқсәттә көп сандики террорситларни тәрбийәләп йетиштүрди. районда көп санда тунел қазғанлиқи вә қоралланғанлиқини обдан билимиз. буниңдин башқа йәнә, п  к к / й п г өзи билән охшаш пиланниң бир парчиси болған даештин нурғун тактикиларни өгәнди вә буни саһәдә иҗра қилмақта. җүмлидин түркийә армийәсиниң бу һәрбий һәрикитигә қарши пуқраларни җанлиқ қалқан қилиштәк даеш методлиридин пайдиланмақта.

бирақ қандақ болушидин қәтийнәзәр, түркийә армийәси вә иттипақдашлири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатини ахирида мәғлуб қилиш күчигә игә. шуни тәкитләш һаҗәтки, бу һәрбий һәрикәт һәргизму кордларға қарши елип берилған һәрикәт әмәс. дәрвәқә, бу райондики кордларғиму бәш қолдәк айан, әлвәттә. йәнә муну нуқтиниму алаһидә тәкитләшкә тоғра келиду؛ һәрбий һәрикәткә қатнашқан түркмән қисимлириниң муһим қоманданлириниң бәзиси кордлардин тәшкил тапиду. уларму п к к ға қарши пүтүн күчи билән  күрәш қилмақта.

бу мәсилигә америка пәнҗирисидин нәзәр ташлайдиған болсақ, америкиға нисбәтән һазирқи басқучта афринниң һечқандақ әһмийити йоқ. һәтта америка бу һәрикәттин хушал болуши мумкин. буниң икки түрлүк сәвәби бар. биринчидин, түркийә билән русийә мунасивәтлириниң африн мәсилиси сәвәбидин йириклишип кетиш еһтималлиқи бар. иккинчидин, һәммигә мәлум болғинидәк, америка фират дәрйасиниң шәрқий қисмида п к к билән узундин буйан узақ мәзгиллик һәрбий – сийасий пилан – лайиһәси түзмәктә. бу пилан – лайиһәгә қарши болған түркийәниң башқа бир мәсилә билән һәпилишиши америкини хушал қилиши мумкин.

түркийә «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәттикигә охшашла бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлири вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамисиниң 51 – маддисиға асасән бу һәрбий һәрикәтни елип бармақта. шуңа, «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити хәлқара қанунға асасән елип бериливатқан қануний һәрикәттур.

бу һәрикәт һәргизму африн биләнла чәклинип қалмайду, давами келиду. әслидә һазирқи хәлқара вәзийәтму  түркийәгә нурғунлиған пурсәтләрни йаритип бәрмәктә. чүнки сүрийә киризиси сәвәбидин русийә билән америкиниң мунасивәтлири интайин йириклишип кәтти. бу нуқтида тәңпуң күч сүпитидә түркийә алдинқи пиланға чиқмақта. түркийә бу пурсәттин үнүмлүк пайдилиниши мумкин.

дәрвәқә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң байанатлиридин қарап түркийәниң бу һәқтә ирадисиниң қәтийликини көрүвалғили болиду. шуңа, түркийәниң африндин кейин мунбичқа, андин тәләбйадқа һәрбий һәрикәт қозғиши һәргизму тасадипийлиқ болмайду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر