шанлиурфада бир даешчи тутулди

шанлиурфаниң сүрийә чеграсиға җайлашқан акчакалә наһийәсидә, террорлуқ тәшкилати даешниң әзаси икәнлики иләири сүрүлгән бир җинайәтчи тутулди.

876150
шанлиурфада бир даешчи тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфа вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ мәркизий вә акчакалә қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ мәркзиниң хадимлири тәрипидин елип берилған истихбарат тәкшүрүши нәтиҗисидә, чегра линйәсидә бир террорлуқ җинайәтчиси байқалған.

буниң нәтиҗисидә һәрикәткә өткән хадимлар террорлуқ тәшкилати даеш әзаси икәнлики бекитилгән җинайәтчини тутуп, рәсмий тәкшүрүштин кейин әдлийә органлириға әвәтип бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر