әрдоған маскни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, дунйави шөһрәткә игә сода – санаәтчи, токлуқ аптомобил базириниң байрақдари тесла мотор гуруһиниң башлиқи елон маскни җумһур рәислик сарийида қобул қилди.

843889
әрдоған маскни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи баш катип йардәмчиси вә байанатчиси ибраһим қалин, әрдоған билән маскниң учришишида түрксат 5а вә 5б сүний һәмраһлириниң аләм бошлуқиға қойуп берилиши, токлуқ аптомобил мәсилиси, қайта һасил болидиған енергийә, тесла вә спәйс екс (SpaceX) ширкәтлири билән түркийәдики ширкәтләр ортақлишип қилалайдиған ишлар тоғрисида пикир алмаштурулғанлиқини билдүрди.

ибраһим қалин, елон маскниң түркийәгә түрксат 5а-5б сүний  һәмраһлириниң аләм бошлуқиға қойуп берилиши тоғрисида сөзлишиш үчүн кәлгәнликини әскәртип, «бүгүн бу даиридә айрбас билән бир келишим имзалиниду. уму буниң төвән қанат тәминлигүчилириниң бири. йәнә бири өзиниң спәйс екс ширкити. бу һәқтә сөзләштуқ» деди.

түрксат 5а – 5б сүний һәмраһлириниң түркийәниң өзиниң миллий сүний һәмраһини вуҗудқа чиқириш мусаписигә қәдәм бесиштики наһайити муһим бир басқучқа вәкиллик қилидиғанлиқини қәйт қилған ибраһим қалин, «түрксат 6 сүний һәмраһиниму өзимизниң технологийәлик имканийитигә тайанған һалда пүтүнләй түркийәдә йасап чиқилиду» дегәнләрни қәйт қилди.

қалин, буниң билән бирликтә җумһур рәис әрдоғанниң аптомобил мәсилиси вә тесла тоғрисидиму сөзләшкәнликини билдүрүп, «түркийәдә селинған технологийәлик селинмилар, йеқинқи мәзгилләрдә ташланған қәдәмләр тоғрисидиму сөзләштуқ. елон мускниң ширкити әслидә наһайити чоң қайта һасил болидиған енергийә ширкити. шуңа йеңи әвлад батарейәләр , қуйаш енергийәси, шамал енергийәси дегәндәк мәсилиләр һәққидиму сөзләштуқ. чоң шәһәрләрдики қатнаш мәсилилирини қандақ һәл қилғили болиду, тонел ечиш, қатнашниң йәр астиға елиниши қатарлиқ мәсилиләрниму муһакимә қилдуқ. йәнә тесла вә спәйс екс ширкәтлири билән түркийәдики ширкәтләрниң бирликтә қандақ ишларни қилалайдиғанлиқи һәққидиму пикир алмаштурулди» деди.

маск учришиштин кейин, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси ататүркниң қәбриси җайлашқан ататүрк хатирә сарийини екскурсийә қилди. икки саәт ичидә енстиграм адресиға икки парчә рәсим чиқарған муск, биринчи рәсиминиң астиға «ататүрк, ататүрк хатирә сарийи» дәп йазди. рәсим 500 миңдин артуқ адәмниң йақтурушиға еришти.

маск йәнә ататүрк хатирә сарийиға даир  бир фото – сүрәт ортақлишип, гүлчәмбирәк қойғанлиқини  билдүрди вә ататүрк һәққидә «үч сунуқ қовурға, бир төшүк өпкә вә у йәнила җәң қилди» дәп йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر