җамаәт әрбаблири әрдоғанға рәһмәт ейтти

түркийәдики җамаәт әрбаблири  ирақ корд районлуқ һөкүмитигә инкас қайтуруш билән бир вақитта, җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтти.

821948
җамаәт әрбаблири әрдоғанға рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәис әрдоған билән көрүшкән шәрқий вә шәрқий җәнубий анадолу районлиридин бәзи җамаәт әрбаблири ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң 25 – сентәбир күни өткүзгән қанунсиз мустәқиллиқ реферандуминиң һәргизму райондикиләргә пайдилиқ әмәслики, буниң районда суйиқәстлик пиланларни түзүватқанларниң ойуни икәнлики тоғрулуқ ортақ тонуш һасил қилди.

ван әртуши қәбилисиниң рәиси искәндәр әртуш, ван күрәсүнни қәбилисидин мустафа қачмаз, ширнақ татар қәбилисиниң рәиси аслан татар, ширнақ гойан қәбилисиниң рәиси һаним бабат, мардин қәһриманлар қәбилисиниң рәиси һади қәһриман қатарлиқлар җумһур рәислик сарийида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, қошман байаннамини оқуди.

әртуш қәтий ирадиси сайисида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  п к к ниң узун йиллардин буйан түркийәгә қилған әскиликлири вә район аһалисиға салған зулумлириға хатимә бәргәнлики үчүн җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтип мундақ деди: «бу һәқтә җумһур рәис әрдоғанни қоллайдиғанлиқимизни, бирлик вә баравәрликимиз, қериндашлиқимиз вә ортақ келәчикимизни чиқиш нуқта қилған асаста бир гәвдилишишни халайдиғанлиқимизни әң күчлүк вә рошән һалда намайән қилдуқ. хәлқимиз, байриқимиз, вәтинимиз вә дөлитимизни қизғин сөйидиғанлиқимизни һәм җан тикип қоғдайдиғанлиқимизни, бу қиммәт өлчәмлиримизгә йүзләнгән тәһдитләр вә һуҗумларни әсла қобул қилмайдиғанлиқимиз һәм қарши чиқидиғанлиқимизни, зөрүр тепилғанда, бундақ урунушларға тақабил туруш үчүн җенимиздин ваз кечидиғанлиқимизни җумһур рәисимизға изһар қилдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر