әрдоған күнтәртиптики мәсилиләр үстидә тохталди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййп әрдоған русийәдин «S-400» башқурулидиған бомба сетивелиш үчүн имзаларниң қойулғанлиқини билдүрүп: «билишимчә, буниң үчүн закаләт берилип болди» деди.

805282
әрдоған күнтәртиптики мәсилиләр үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған қазақистан пайтәхти астанада ечилған ислам һәмкарлиқи тәшкилатиниң алий рәһбәрләр йиғиниға қатнишип, қайтиш сәпиридә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у русийәдин «S-400» башқурулидиған бомба сетивелиш ишлириниң әһвали тоғрисида тохтилип: «башқурулидиған бомбини сетивелиш ишлириға мәсул кишиләр имзалирини қойди. билишимчә, закаләтниму берип болди. һечкимниң түркийә җумһурийитиниң мудапиә санаити йаки мудапиәсигә мунасивәтлик мустәқиллиқ пиринсиплирини вәйаки мустәқил қарарини муназирә қилидиған һоқуқи йоқ. биз өзимизниң мустәқиллиқимиз тоғрисидики қарарни өзимиз чиқиримиз؛ дөлитимизни қоғдаш үчүн қоғдаш тәдбирлири болсун йаки бихәтәрлик тәдбирлири болсун өзимизниң елиш мәҗбурийити бар» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған учқучисиз айропилан йаки башқа хилдики айропиланларни йасийалайдиған сәвийәгә йәткән түркийәниң, бу арқилиқ йеқинқи бир һәптидә 90 террористни бир тәрәп қилғанлиқини билдүрди.

у сүрийә киризиси үстидиму тохталди. у 14-сентәбир күни сүрийә киризисини һәл қилиш үчүн башланған астана сөһбити даирәсидә, йеңи йиғин өткүзүлидиғанлиқини әскәртти. у: «һазир русийә билән идлибтә һасил қилған пикир бирлики бойичә иш қиливатимиз. русийә билән, бу мәсилә һәққидә һечқандақ ихтилапимиз йоқ. иран биләнму сөһбәтлиримиздә ихтилап пәйда қилғудәк мәсилә көрүлүп бақмиди» деди.

рәҗәп таййип әрдоған қазақистандики зийарити җәрйанида сүрийә һакимийитиниң рәһбири бәшшар әсәд билән көрүшүп-көрүшмигәнлики тоғрисида тохталди. у: «көрүшмидим, көрүшкүм йоқ» деди.

у германийә билән оттуридики йирикчилик үстидә тохтилип, икки дөләт мунасивитиниң йетип кәлгән һазирқи нуқтиниң «германийә һөкүмитиниң хата сийасити түпәйлидин уларға болған хапа болуш» тин пәйда болғанлиқини әскәртти вә германийә хәлқи билән һечқандақ мәсилиниң йоқлуқини тәкитлиди.

у германийәниң террорлуқни қоллиғанлиқини қобул қилалмайдиғанлиқлирини билдүрди. у: «һуҗумлар давамлашқан әһвалда, түркийә җумһурийити болуш сүпитидә әлвәттә шәрипимиздин һәргизму ваз кәчмәймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر