дийарбакирда партлаш йүз берип, 2 киши шеһит болди
террорлуқ тәшкилати п к к террорчилири йолға орунлаштурған партлатқучини һәрбий аптомобиллар өтүватқан әснада партлатти.
798401
![дийарбакирда партлаш йүз берип, 2 киши шеһит болди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/addf/1027/1923/59a54fd0c755b.jpg?time=1719575704)
түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к, һәрбий аптомобиллар дийарбакир – бисмил таш йолидин өтүватқанда, йолға алдин орунлаштурулған йәрлик усулда йасалған партлатқучни партлатти. һуҗумда, 2 һәрбий аптомобилни измирдин сииртқа елип беришқа мәсул қилинған 2 пуқра һайатидин айрилди.
партлаш нәтиҗисидә бузулуп кәткән йолда қатнаш тохтап қалди.