түркийә кабулдики бир җамәдә мәйданға кәлгән қанлиқ террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, афғанистанниң пайтәхти кабулдики бир җамәдә мәйданға кәлгән қанлиқ террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

797026
түркийә кабулдики бир җамәдә мәйданға кәлгән қанлиқ террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, афғанистанниң пайтәхти кабулдики бир җамәдә мәйданға келип, 20 адәмниң өлүми, 40 адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, түркийәниң кабулдики бир җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумида адәм өлүш вә йарилиниш әһвалиниң көрүлгәнликидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқини әскәртти.

байанатта, «ибадәтлирини қиливатқан бигунаһ пуқраларни һуҗум обйекти қилған мәзкур хаинларчә террорлуқ һуҗумини күчлүк шәкилдә әйибләймиз, һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға тез шипалиқ тиләймиз؛ өлгәнләрниң йеқин – йоруқлири, афғанистан һөкүмити вә қериндаш афған хәлқигә тәзийә билдүримиз. бу пәскәш террорлуқ һуҗуми, афғанистанниң күрәш ирадисини аҗизлиталмайду. түркийә терроризмға қарши дост вә қериндаш афған хәлқи билән һәмкарлишишни вә афғанистан һөкүмитини толуқ қоллашни давамлаштуриду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر