әрдоған билән йилдирим қурултай залиниң алдида партийә мәнсуплириға қисқила сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән баш министир бинали йилдирим, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң 3 - нөвәтлик чоң қурултийи өткүзүлидиған залға йетип кәлди...

736213
әрдоған билән йилдирим қурултай залиниң алдида партийә мәнсуплириға қисқила сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн адаләт вә тәрәққийат партийәси үчүн  тарихий күн... адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң бүгүнки 3 – нөвәтлик чоң қурултийида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аридин 998 күн өткәндин кейин қайтидин өзи қуруп чиққан партийәниң башлиқлиқ вәзиписини өткүзүвалиду.

адаләт вә тәрәққийат партийәси 21 – майдин етибарән йәнә бир қетим әрдоған дәвригә қәдәм қойиду.

җумһур рәис әрдоған билән баш министир бинали йилдирим қурултай өткүзүлидиған әнқәрә тәнтәрбийә залиниң алдиға топланған кишиләргә салам бәрди вә қисқила сөз қилди؛ сөзини «қиммәтлик сәпәрдишим, һөрмәтлик бинали йилдирим әпәнди, сөйүмлүк сәпәрдашлирим! силәргә 998 күндин кейин әң чоңқур туйғулар билән салам беримән. әмәлийәттә айрилған болсақму, бүгүн силәр билән биргимиз» дәп башлиған җумһур рәис әрдоған, аманәтни йәни партийәниң башлиқлиқ вәзиписини бүгүнләргичә елип кәлгән бинали йилдиримға миннәтдарлиқ билдүрди.

2019 – йилида мәһәллий сайламларниң, 2019 – йили нойабирда парламент вә җумһур рәислик сайламлириниң өткүзүлидиғанлиқини хатирилитип өткән әрдоған, «тохташ йоқ, йолға давам. ишикму ишик айлинишни давамлаштуримиз. үстимиздики гәп – сөзләрни сандуқта җаваб берип йоқитимиз» деди.

баш министир бинали йилдиримму, адаләт вә тәрәққийат партийәси қурултайлириниң бир байрам кәйпийати ичидә өтидиғанлиқини әскәрткән һалда, «адаләт вә тәрәққийат партийәси тәшкилати мәнсуплири болуш сүпитимиз билән, пирақ дидарға еришкән ләһзиләрни баштин кәчүрмәктимиз. һөрмәтлик җумһур рәисимиз хош кәлдиңиз» деди.

йуқириқи сөзләрни қилғандин кейин залға бирликтә киргән җумһур рәис әрдоған билән бинали йилдирим партийә мәнсуплириға салам бәрди.

партийә башлиқи сайлинидиған бүгүнки қурултайда партийәниң низамнамисиға өзгәртиш киргүзүш мәсилилириму музакирә қилиниду. партийәниң рәһбәрлик аппаратиға алақидар бәлгилимисигә «муавин партийә башлиқи» бәлгилимиси илавә қилиниду. шуниң билән, баш министир бинали йилдирим, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң «муавин партийә башлиқи» болиду.

рабиә ишарити арқилиқ ипадилиниватқан «бир милләт, бир вәтән, бир дөләт вә бир байрақ» пикриму адаләт вә тәрәққийат партийәси низамнамисиға киргүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر