әрдоған фирансийәлик сийасийшунас үстидин әрз сунди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған фирансийәлик сийасийшунас филип морейо дефаргесниң суйиқәст қилишқа күшкүртчилик қилиш җинайити үстидин әрз қилди.

719300
әрдоған фирансийәлик сийасийшунас үстидин әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң адвокати һүсәйин айдин әнқәрә баш тәптиш мәһкимисигә төт бәтлик әрз илтимасини тапшурди. әрз илтимасида, фирансийәлик сийасийшунас филип дефаргесниң бир телевизийә қанилида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәққидә қилған «...қануний йолларниң етилгәнликини көрүватимиз, әмди еғиздин чиқириш қийин болсиму, йа ички уруш пәйда қилиш керәк йаки әрдоғанни өлтүрүш керәк. бундақ әһвалда, суйиқәст қилишни унтумаслиқимиз лазим» дегән сөзлиригә орун аҗритилди.

дефаргесниң байанатлири ғәрбтә писхологийәлик биарамлиққа айланған әрдоған дүшмәнликиниң ғәрбтә йетип кәлгән нуқтисидин ейтқанда, ибрәтлик әһвал икәнлики әскәртилгән әрз илтимасида, әрдоғанға суйиқәст қилиш тоғрисида гәп қилишниң пәқәт қануншунасларниңла әмәс, бәлки роһий сағламлиқ билән шуғуллинидиғанларниңму саһәсигә четилдиғанлиқи қәйт қилинди.

фирансийәлик сийасийшунас дефаргесниң 5237-номурлуқ түркийә җинайи ишлар қануниниң «җумһур рәискә суйиқәст қилиш вә һуҗум қилиш» дегән 310-мадда бойичә җинайәт өткүзгәнлики ейтилған әрз илтимасида: «буниңдин бурунму оттуриға чиққан йавропаниң охшимиған пайтәхтлиридә җумһур рәисимизгә суйиқәст қилишқа күшкүртүш характерлик һәрикәтләр вә йавропадики нурғунлиған дөләтләрдә очуқтин очуқ һимайә қилиниватқан террорлуқ тәшкилатлири нәзәрдә тутулғанда, гумандарниң байанатлириниң адәттики гәп-сөзләр әмәслики һәмдә җинайәт өткүзүшкә күшкүртүш характеригә игә икәнлики наһайити ениқ. җинайити сәвәблик гумандар һәққидә тәкшүрүш вә сорақ қилиш қануний җәһәттин тамамән мумкин» дейилди.

әрз илтимасида йәнә, тәкшүрүш вә сорақ қилиш үчүн гумандарниң түркийәдә болушиға керәк йоқлуқи, һәтта түркийә әдлийә министирлиқиниң тәлипигиму һаҗәт йоқлуқи әскәртилди. шуңа, шәртсиз һалда бивастә тәкшүрүшниң қануний җәһәттин мумкин икәнлики тәкитләнди.

мәлуматларға асасланғанда, дефаргес җинайити түпәйли түркийәгә елип келингәндә, сәһийә органлиридин униң роһий җәһәттин сағлам йаки әмәсликини тәкшүрүш тәләп қилинған. әгәр роһий җәһәттә һечқандақ мәсилә көрүлмигәндә, дефаргесниң террорлуқ тәшкилати п к к вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қатарлиқлар билән мунасивитиниң бар-йоқлуқи, суйиқәст қилиш йолйоруқини кимниң бәргәнликини тәкшүрүшму тәләп қилинған.

тәкшүрүш нәтиҗилиригә асасән, дефаргес вә униң җинайитигә четишлиқ кишиләр үстидин мәмурий җәһәттин әрз сунулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر