«йашларға парламентқа кириш пурсити йаритип берилиду»

җумһур рәис әрдоған 16 – апрел реферандуми арқилиқ өзгәртиш киргүзүлидиған йеңи қанунда йашларниңму парламентқа киришигә пурсәт йаритип берилидиғанлиқини ейтти.

706876
«йашларға парламентқа кириш пурсити йаритип берилиду»

түркийә авази радийоси хәвири: енергийә вә тәбиий  байлиқлар министири бәрат албайрақ истанбул хәлиҗ йиғин залида йашлар билән учрашти.

йиғин җәрйанида  албайрақ йашларниң тәлипигә асасән җумһур рәис әрдоғанни « facetime» пирограммиси арқилиқ йашлар билән көрүштүрди.

әрдоған йиғин залидикиләргә хитаб қилди һәмдә һечболмиғанда телефон арқилиқ болсиму йашлар билән көрүшүш пурситигә еришкәнлики үчүн өзини толиму бәхтлик һес қилидиғанлиқини, 16 - апрел реферандуми арқилиқ өзгәртиш киргүзүлидиған йеңи қанунда йашларниңму парламентқа киришигә пурсәт йаритип берилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «тарихтин буйан бизниң йашлиримиз давамлиқ чәткә қеқилип кәлди, ишинимәнки, 16 – апрел реферандуми муһим бурулуш нуқтиси болиду. йәнә шуниңға қәтий ишинимәнки, 18, 19, 20, 21 йашлардики қанчә он миңлиған талантлиқ йашлиримиз бар. силәр парламентта йашларниң қандақ ишларни қилалайдиғанлиқиңларни әмәлийитиңлар арқилиқ пүткүл җаһанға намайән қилисиләр.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر