түркийә кәлкүнниң еғир зийаниға учриған колумбийәгә йардәм қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә кәлкүн сәвәбидин 200дәк пуқрасидин айрилип қалған колумбийәгә йардәм қолини сунидиғанлиқини билдүрди.

704013
түркийә кәлкүнниң еғир зийаниға учриған колумбийәгә йардәм қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қийин әһвалға чүшүп қалған колумбийәгә йардәм қолини узартиғанлиқини билдүрди.

ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, колумбийәниң путумайо райониға қарашлиқ мокав шәһиридә мәйданға келип 200дин артуқ кишиниң өлүмигә сәвәб болған кәлкүн апитидин хәвәр тепип толиму қайғурулғанлиқи билдүрүлди.

колумбийә хәлқигә йеқиндин йардәм қилинидиғанлиқи қәйт қилинған байанатта мундақ дейилди: «түркийә қийин әһвалда қалған колумбийәни һәргиз йалғуз ташлап қоймайду, колумбийә йардәм тәләп қилған тәқдирдә дәрһал һәрикәткә өтүлиду, апәттә қаза қилғучиларниң қайғу ичидә туруватқан аилә-тавабиатлири вә барлиқ колумбийә хәлқигә сәммийлик билән тәзийә билдүримиз вә йариланғанларға шипа тиләймиз.»

колумбийәниң җәнубидики путмайо райониниң пайтәхти мокавда түнүгүн мәйданға кәлгән кәлкүн апитидә әң аз 200 киши қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر